Йолуңға қарап, кечə һəм күндүз,
Өттүп бариду мениң яшлиғим.
Кəлмисəң əгəр шу жирақ йолдин,
Аққиду мениң тарам яшлирим.
Кəлмисəң əгəр шу жирақ йолдин,
Аққиду мениң тарам яшлирим.
Таңлар атқичə кəлмəйду уйқум,
Көзүмни жумсам сени ойлаймəн.
Көзүмни жумсам сени ойлаймəн.
Муһəббитимгə разилиқ бəрмəй,
Өтүп кəтсəңму саңа тоймаймəн
Муһəббитимгə разилиқ бəрмəй,
Өтүп кəтсəңму саңа тоймаймəн.
Тəлмүрүп яна, йолуңға қарап,
Юлтузлар ара бəхтимни ақлап.
Юлтузлар ара бəхтимни ақлап.
Жүримəн мана һөсниңгə тоймай,
Бəргəн гүлүңни, жүрəктə сақлап.
Жүримəн мана һөсниңгə тоймай,
Бəргəн гүлүңни, жүрəктə сақлап.